бәшшар әсәд  қисимлири һәләбтә бир пуқра өлтүрүп икки пуқрани йаридар қилди

сүрийәдә бәшшар әсәд һакимийити қисимлири тәрипидин һәләб вилайитиниң ғәрбидики кәфәртал йезисиға қилинған һуҗумда бир пуқра өлтүрүлди.

2080104
бәшшар әсәд  қисимлири һәләбтә бир пуқра өлтүрүп икки пуқрани йаридар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һәләбниң бисартон йезисиға орунлаштурулған сүрийә армийәси билән иранниң қоллиши астидики чәтәллик терорлуқ гуруппилири бирликтә һәләбниң ғәрбидики кәфәртал йезисиға һуҗум қилди.

һуҗумда иранда ишләпчиқирилған  учқучисиз айропилан ишлитилди.

хәлқ мудапиә мәнбәлиридин игиләнгән учурларға асасланғанда, һуҗумда бир пуқра қаза қилип икки пуқра йариланған. йаридарлар әтраптики дохтурханида балнестқа елинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر