америка, җәнубий корейә вә йапонийә бирликтә шималий корейәни әйиблиди

америка, җәнубий корейә вә йапонийә бирләшмә байанат елан қилип, шималий корейәниң 17 – вә 18 - декабирда йапонийә деңизи (шәрқий деңиз) ға қаритип охшимиған икки хил балистик башқурулидиған бомба қойуп бәргәнликини әйиблиди.

2079276
америка, җәнубий корейә вә йапонийә бирликтә шималий корейәни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқиниң йазма байанатиға асасланғанда, америка, җәнубий корейә вә йапонийә ташқи ишлар министирлири шималий корейәниң балистик башқурулидиған бомба қойуп бериш синақлири һәққидә  бирләшмә байанат елан қилған.

байанатта, пийоңйаң һөкүмити давамлаштуруватқан «иғвагәрчиликләр» ниң корейә йерим арилида район характерлик шундақла хәлқаралиқ тинчлиқ вә бихәтәрликкә зийан йәткүзгәнлики әскәртилип: «америка, йапонийә вә җәнубий корейә 17 – вә 18 - декабирда шималий корейәниң қитәләр ара башқурулидиған бомба қойуп беришлирини қаттиқ әйибләйду» дейилди.  

байанатта, шималий корейәниң башқурулидиған бомба пиланини ахирлаштуруши керәкликигә даир чақириқ тәкрарланди вә пийоңйаңниң башқурулидиған бомба қойуп беришиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарариға хилаплиқ қилғанлиқ болидиғанлиқи қайта тәкитләнди.

йәнә бир тәрәптин, шималий корейә хәвәр агентлиқи (KCNA) ниң билдүришичә, шималий корейә рәһбири ким җоңун өзи қатнашқан бир паалийәттики сөзидә, қитәләр ара башқурулидиған бомба қойуп бериш мәслиси үстидә тохталған.

ким җоңун башқурулидиған бомбиларниң, «әгәр дүшмән йадро қорали арқилиқ иғвагәрчилик қилған тәқдирдә, йадро һуҗуми қозғаштин иккиләнмәйдиғанлиқи» ни көрситип қойғанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر