хитайдики йәр тәврәштә өлгәнләрниң сани ашти

хитайниң гәнсу өлкисидә йүз бәргән 6.2 бал йәр тәврәштә өлгәнләрниң сани 131 гә чиқти.

2079224
хитайдики йәр тәврәштә өлгәнләрниң сани ашти

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик һөкүмәтләрниң елан қилған байанатлириға асасланғанда, гәнсу өлкисидә 113, чиңхәй өлкисидә 18 киши өлгән.

хитай йәр тәврәш тори мәркизи 18-декабир йерим кечидә тәврәш мәркизи җишишән бавән доңшийаң вә салар аптоном наһийәсидә 6.2 бал йәр тәвригәнликини елан қилған иди.

икки өлкиниң чеграсиға йеқин районда йәр тәврәш сәвәбидин нурғун өйләр йиқилип чүшкән, су, електр, қатнаш вә хәвәрлишиш әслиһәлири зийанға учриған.

йәр тәврәштә миңдин артуқ киши йариланған болуп, 87 миңдин артуқ киши бихәтәр җайларға тарқақлаштурулған.

районда һава температурасиниң 0 дин төвән гирадусқичә чүшүшиниң, издәш-қутқузуш хизмәтлирини қийинлаштуруватқанлиқи билдүрүлмәктә.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر