ғәззә тәклип-лайиһәсини авазға қойуш йәнә кечиктүрүлди

б д т хәвпсизлик кеңишидә ғәззәгә мунасивәтлик қарар лайиһәсини авазға қойушта пикир бирлики һасил қилиналмиди.

2078710
ғәззә тәклип-лайиһәсини авазға қойуш йәнә кечиктүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т хәвпсизлик кеңиши ғәззә қарар тәклип-лайиһәсини авазға қойушни, әза дөләтләр келишәлмигәнлики үчүн иккинчи қетим йәнә кечиктүрди.

билдүрүлишичә, америка әрәб бирләшмә хәлипилики тәрипидин тәййарланған ғәззә тәклип-лайиһәсини қобул қилмиғанлиқи үчүн, лайиһәни қоллиған дөләтләр лайиһәниң йәнә бир қетим рәт қилинмаслиқи үчүн музакирәләрни давамлаштурушни қарар қилған.

иккинчи қетим рәт қилинған тәклип-лайиһәсиниң бүгүн (2023-йили 20-декабир)  авазға қойулуши пәрәз қилинмақта.

қарар тәклип-лайиһәсидә, ғәззәдә инсанпәрвәрлик йардәмләрниң тосалғусиз вә бихәтәр йәткүзүлүши үчүн урушни дәрһал вақитлиқ тохтитиш тәләп қилиниду.

америка илгириму 16-18- вә 25-өктәбирдә б д т хәвпсизлик кеңишидә ғәззәгә мунасивәтлик қарар тәклип-лайиһәлирини рәт қилған иди.

һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадилири 7-өктәбир (2023) шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

ғәззәдики һөкүмәт, исраилийәниң 7-өктәбирдин башлап қоршави астидики ғәззә районида давамлаштуруватқан һуҗумлири давамида, һайатидин айрилған, көпинчиси айаллар вә балилардин тәшкил тапқан пәләстинликләр саниниң 19 миң 667 гә йәткәнликини уқтурғаниди.

харабиликләр астида миңларчә җәсәтниң барлиқи тәхмин қилинмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر