филиппиндә иссиқ бәлвағ борини 86 миңдин артуқ кишини өй-маканлиридин айриди

филиппинниң җәнубиға еғир тәсир көрсәткән иссиқ бәлвағ борини «кабайан» сәвәбидин 86 миңдин артуқ киши өй-маканлиридин айрилди.

2078646
филиппиндә иссиқ бәлвағ борини 86 миңдин артуқ кишини өй-маканлиридин айриди

түркийә авази радийоси хәвири: филиппин дөләтлик апәт хәвпини азайтиш вә башқуруш һәйити дөләтниң җәнубиға еғир тәсир көрсәткән «кабайан» борини тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, иссиқ бәлвағ борини «кабайан» дин илгири 22 миңдин артуқ кишиниң тарқақлаштурулғанлиқи вә районда 86 миңдин артуқ кишиниң көчүшкә мәҗбур болғанлиқи билдүрүлди.

даириләр кәлкүндә еқип кәткән 35 йашлиқ бир әр кишиниң һазирғичә тепилмиғанлиқини уқтурди.

филиппин метерологийә идарисиниң байанатида, борандин кейин, давав шәрқ районида шиддәтлик йағқан йамғурниң тәсир көрситишкә башлиғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر