йавропа иттипақи русийәгә 12 - ембарго лайиһәсини мақуллиди

йавропа иттипақи дөләтлири русийәгә алмас содисини чәкләшниму өз ичигә алған 12 - ембарго лайиһәсини мақуллиди.

2078255
йавропа иттипақи русийәгә 12 - ембарго лайиһәсини мақуллиди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи кеңиши әза дөләтләр оттурисида русийәгә қаратқан 12 - ембарго лайиһәсиниң мақулланғанлиқини елан қилди.

йеңи йүрүшлүк пиланға асасән, йавропа иттипақи русийәдин алмасни биваситә йаки васитилиқ импорт қилиш, сетивелиш йаки йөткәшни чәкләйду.

бу чәклимә русийәдин кәлгән алмас, русийәдин експорт қилинған алмас, русийәдин өтидиған алмас вә үчинчи дөләттә пишшиқланған русийә алмаслири үчүнму күчкә игә болиду.

бирикмә алмас вә алмаслар билән алмас қетилған зибу-зиннәтләрни чәкләш 1 - йанвардин башлап күчкә игә болиду.

үчинчи дөләттә пишшиқлап ишләнгән русийә алмаслирини васитилиқ импорт қилишни чәкләш, җүмлидин русийәдин кәлгән алмас қетилған зибуз-иннәтләргә қойулған чәклимә, 2024-йили 1-марттин башлап басқучму басқуч йолға қойулиду вә 2024-йили 1-сентәбирдә ахирлишиду.

бу җәрйанда, май баһасиниң муқимлаштурулушини қоллаш вә буниңға хилаплиқ қилишниң алдини елиш үчүн техиму қаттиқ иҗра қилиш бәлгилимилири йолға қойилиду.

йавропа иттипақи комитети рәиси урсула вон дер лейен екс (X( адресидики йазмисида, 12 - ембарго пилани тоғрисидики келишимни мәмнунлуқ билән қарши алидиғанлиқини билдүрди.

у украинани қоллашни давамлаштуридиғанлиқлирини байан қилип, ембаргоға хилаплиқ қилишниң алдини елиш үчүн қаттиқ тәдбирләрни йолға қойғанлиқлирини вә алмас қатарлиқ техиму көп мәһсулатларға ембарго йүргүзүлидиғанлиқини билдүрди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر