орбанниң учури һәммини күлүмсирәтти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған тәрипидин түркийәниң йәрлик аптомобили — тогг (TOGG) совға қилинған венгирийә баш министири вектор орбанниң иҗтимаий таратқудики адресида һәмбәһрилигән учури һәммини күлүмсирәтти.

2078144
орбанниң учури һәммини күлүмсирәтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған венгирийә пайтәхти будапештта муһим учришишларни өткүзди؛ у алди билән венгрийәлик мәнсәпдиши каталин новак, андин баш министир вектор орбан билән көрүшти.

җумһур рәис әрдоған баш министир орбанға түркийәниң йәрлик вә миллий аптомобили — тоггни, орбан әрдоғанға бир венгир ети совға қилди.

өзара илтипатлардин кейин, венгирийә баш министири орбанниң иҗтимаий таратқудики «бу мениң һазирғичә түзгән әң йахши келишимим. бир ат күчи бәдилигә 435 ат күчи қолға кәлтүрдүм» дегән учури оқурмәнләрни күлүмсирәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر