шималий корейә қитәләр ара башқурулидиған бомба синақ қилди

җәнубий корейә билән йапонийәниң хәвәр қилишичә, шималий корейә қитәләр ара балистик башқурулидиған бомба (ICBM) ни йапонийә деңизи (шәрқий деңиз) тәрәпкә қойуп бәргән.

2077700
шималий корейә қитәләр ара башқурулидиған бомба синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йапонийә дөләт мудапиә вазаритиниң хәвиригә асасланғанда, шималий корейәниң йапонийә деңизиға қойуп бәргән қитәләр ара балистик башқурулидиған бомба, 73 минут учқан вә шималдики хоккайдо деңизи тәвәликигә чүшкән.

йапонийә баш вәзири кишида фумийо башқурулидиған бомбиниң йапонийә дөләтлик алаһидә райониниң сиртиға чүшкәнликиниң мөлчәрлиниватқанлиқини билдүрди.

йапонийә қуруқлуқ ул- әслиһә вә қатнаш министирлиқи районда һәрикәт қиливатқан һава вә деңиз әслиһәлиригә һечқандақ зийан йәтмигәнликиниң ениқланғанлиқини уқтурди.

җәнубий корейә армийә баш иштабиниң байанатида, шималий корейәниң шу йәр вақти әтигән саәт 08:24 өткәндә шәрқ тәрәпкә қитәләр ара балистик башқурулидиған бомба қойуп бәргәнлики, башқурулидиған бомбиниң 1000 километир мусапини басқанлиқи әскәртилип, «армийәмиз тәййарлиқ сәвийәсини йуқири көтүрди, санлиқ мәлуматларни америка вә йапонийә билән ортақлашти, пүтүн тәййарлиқ хизмәтлири давамлашмақта» дейилди.

йапонийәниң рәсмий агентлиқи кйодониң хәвәр қилишичә, америка, җәнуий корейә вә йапонийә һөкүмәт мәсуллири телефонда көрүшүп, башқурулидиған бомба синиқини әйиблигәнликини билдүргән.

җәнубий корейәниң йонхап хәвәр агентлиқи, бу қетимқки синақ билән шималий корейәниң мушу йил ичидә бәш қетим қитәләр ара балистик башқурулидиған бомба синиқи елип барғанлиқини хәвәр қилди.

шималий корейә түнүгүнму шу йәр вақти 22:37 дә балистик башқурулидиған бомба синақ қилған болуп, 50 киломитир егизликтә учқан башқурулидиған бомба корейә йерим арилиниң шәрқий деңиз саһилиға чүшкән иди. җәнубий корейә армийә баш иштаби түнүгүн кәчтики башқурулидиған бомбиниң қисқа мусапилиқ балистик башқурулидиған бомба икәнликини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر