исраилийә қисимлири үч исраилийәлик әсирни өзлири  өлтүргәнлики һәққидә ениқлима бәрди

исраилийә қисимлири муһасирә астидики ғәззә районида ақ байрақ чиқарғанлиқиға қаримастин, үч исраилийәлик әсирниң өз әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлүш вәқәсигә қаритаениқлима бәрди.

2077449
исраилийә қисимлири үч исраилийәлик әсирни өзлири  өлтүргәнлики һәққидә ениқлима бәрди

 

түркийә авази радийоси хәвири:исраилийә қисимлири муһасирә астидики ғәззә районида ақ байрақ чиқарғанлиқиға қаримастин, үч исраилийәлик әсирниң өз әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлүш вәқәсигә қарита, «исраилийәлик әсирләрниң қечиш синарийәсигә тәййар әмәс идуқ» дәп ениқлима бәрди.  

исраилийә баш иштаб башлиқи һерзи һалеви телевизийә нутқида, ғәззәдә үч әсирниң исраилийә әскәрлири тәрипидин етип өлтүрүлгәнлики тәрәпкә һәмминиң  диққитини тартип, «йүз бәргән ишларға биз җавабкар» деди.

һерзи һалеви ғәззә шәһириниң әш шуҗаийә мәһәллисидә күнләрдин бери давамлишиватқан кәскин тоқунуш җәрйанида, пәләстинлик қаршилиқ көрситиш күчилириниң пуқрачә кийим билән исраилийә әскәрлиригә йеқинлишиватқанлиқини тәкитләп: «биз һәр қандақ тәһдиткә қарши тәййарлиқ қилишимиз керәк иди. туйуқсиз бир қарар сениң өлүмиңгә сәвәб болалайду» деди.

вәқәгә қарита дәсләпки тәкшүрүшни тамамлиғанлиқи вә буниңдин савақ алғанлиқини чүшәндүргән һалеви сөзини давамлаштуруп, «тутқун қилинған үч киши уларни чүшинәлишимиз үчүн һәммә ишни қилип бақти. үстидә һеч нәрсә йоқлиқини испатлаш үчүн көңләклириниму селивәтти вә бир парчә ақ рәхтни пулаңлатти. шундақ болишиға қаримай, ақ байрақ чиқарғанларға оқ етилмаслиқи һәққидики  буйруққа әмәл қилмай әскәрлиримиз уларға оқ чиқарди» деди.

һерзи һалеви буниң билән әслидә ғәззәдики урушниң нәқәдәр мурәккәп икәнликини һәқиқий түрдә көргили болидиғанлиқини илгири сүрүп: «биз ғәззәдики әсирлиримизниң қечиш синарийәсигә тәййар әмәс идуқ» деди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң пәләстин алаһидә доклатчиси фирансиска албанисә елан қилған байанатида: «исраилийә қисимлири әсирләрни«тәһдит (йәни пәләстинлик)» дәп қариди. исраилийә қисимлири пәләстинликләрни қандақ болушидин қәтийнәзәр, гәрчә улар зийансиз болсиму, ақ байрақ чиқарсиму, чоқум етип ташлиниши керәклик тәһдит дәп қарайду» деди.

исраилийә армийәси тәрипидин   15 – декабирда елан қилинған йазма байанатта: «исраилийә қисимлири шуҗаийәдики тоқунуш җәрйанида исраилийәлик 3 әсирни тәһдит дәп хата тониди. нәтиҗидә , әскәрләр уларға қаритип оқ чиқарди вә улар өлтүрүлди» дегән етирапларға орун аҗратқан иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر