сулливан аббас билән көрүшти

америка қошма иштатлири дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җейк сулливан пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас билән көрүшти.

2077302
сулливан аббас билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарайниң йазма байанатиға қариғанда, сулливан райондики учришишлири даирисидә пәләстин дөләт рәиси мәһмуд аббас билән көрүшкән.

икки рәһбәрниң учришишида, ғәззә райониниң нөвәттики вәзийити тоғрисида музакирә елип берилған.

сулливан, ғәззә районида 7-өктәбирдин буйан давамлишиватқан уруш давамида һайатидин айрилған пуқралар үчүн аббасқа тәзийә билдүргән, һәмдә районға техиму көп инсанпәрвәрлик йардими бериш керәкликини оттуриға қойған.

у, ғәззәдики пуқраларни қоғдашниң муһимлиқи, ийордан дәрйасиниң ғәрбий қирғиқида қайтидин муқимлиқ орнитилишиниң зөрүрлүки, ашқун көчмәнләр сәвәб болған зораванлиқниң алдини елиш керәкликини тәкитликән.

сулливан йәнә җо байдин һөкүмитиниң исраилийә-пәләстин мәсилисини үзүл - кесил һәл қилишниң бирдинбир чарисиниң  икки дөләтлик түзүм икәнликини йәнә бир қетим оттуриға қойған.

игилинишичә, исраилийәниң ғәззә районида давамлаштуруватқан шиддәтлик һуҗумлири сәвәбидин пуқраларниң өлүш-йарилиниш әһвалиниң барғансери көпийип кетиш мәсилисидә, хәлқара җәмийәт тәрипидин «америка һөкүмити тел авивға йетәрлик бесим қилмайватиду», дәп әйибләнмәктә икән.

америка қошма иштатлири пирезиденти җо байдин алдинқи күни елан қилған  байанатида, исраилийәниң ғәззә районини «қалаймиқан бомбардиман қиливатқанлиқи» сәвәбидин дунйаниң қоллишидин мәһрум болуп қеливатқанлиқини, исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң узун муддәтлик һәл қилиш чариси тепиш үчүн һөкүмитини қайта өзгәртип тәшкил қилиши керәкликини оттуриға қойғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر