дунйа сәһийә тәшкилати: исраилийәниң бу қилмишини қәтий қобул қилғли болмайду

дунйа сәһийә тәшкилати баш дериктори тедрос аданом гебрейус исраилийәниң ғәззәдики сәһийә хадимлирини тутқун қилишини қәтий қобул қилғили болмайдиғанлиқини ейтти.

2077338
дунйа сәһийә тәшкилати: исраилийәниң бу қилмишини қәтий қобул қилғли болмайду

түркийә авази радийоси хәвири: тедрос аданом гебрейус бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдики мәркизидә һәр йили йил ахирида өткүзүлидиған «йиллиқ әң ахирқи қетимлиқ ахбарат елан қилиш йиғини» да, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң җәнвәдә турушлуқ иш беҗириш орнида вәзипә өтәватқан ахбаратчилар җәмийитиниң әзалири болған журналистлар билән бир йәргә җәм болди.

гебрейус 2023-йилиниң қийинчилиқлар билән толуп ташқан бир йил болғанлиқини, дунйа сәһийә тәшкилатиниң бу йилни 2-айда түркийәдә йүз бәргән йәр тәврәш апити билән күтүвалғанлиқини вә ғәззәдики дәһшәтлик уруш билән хошлишиш алдида туруватқанлиқини тәкитләп мундақ деди:

«ғәззәдә инсанпәрвәрлик йардәм вә сәһийә хадимлирини өз ичигә алған һәрқандақ бир адәм вә һечқандақ бир җай бихәтәр әмәс. хизмәтдишимиз дима әлһаҗни өз ичигә алған б д т ниң 130 дин артуқ хадими өлтүрүлди. инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини йәткүзүп бериш йаки бимарларни йөткәштә ишлитилидиған инсанпәрвәрлик йардәм карванлириму һуҗумға учриди. бу карванлардики  әтрәтләр тутқун қилинди, сорақ қилинди вә қолға елинди. сақлиқни сақлаш хадимлириниң тутқун қилинишини қәтий қобул қилғили болмайду. ғәззәдә уруш тохтитилмиса, тинчлиқ болмайду, тинчлиқ болмиса, сағламлиқму болмайду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر