иран: америка қизил деңизда иттипақдаш күч турғузса, пәвқуладдә мәсилиләргә дуч келиду

иран дөләт мудапиә министири биригада генерали муһәммәд риза аштийани, америка қизил деңизда йәмән һусийлириға қарши хәлқаралиқ бирләшмә қурған тәқдирдә, «пәвқуладдә мәсилиләр» гә дуч келидиғанлиқини илгири сүрди.

2076732
иран: америка қизил деңизда иттипақдаш күч турғузса, пәвқуладдә мәсилиләргә дуч келиду

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләт мудапиә министири биригада генерали муһәммәд риза аштийани иранлиқ оқуғучилар хәвәр агентлиқиниң <америка қошма иштатлириниң қизил деңизда хәлқаралиқ бирләшмә қуруш пилани> тоғрисидики соаллириға җаваб бәрди.

районниң техиму көп күч тоқунушиға бәрдашлиқ берәлмәйдиғанлиқини оттуриға қойған аштийани: «әгәр (америка) бундақ әхмәқлиқни қилип қалса, пәвқуладдә мәсилиләргә дуч келиду... бу районда нурғун дөләтләр бар, әмма бу бизниң районимиз. бу йәрдә биз (район дөләтлири) һөкүм сүрүватимиз. һечким бу районда халиғанчә һәрикәт қилалмайду» дегәнләрни қәйт қилди.

америка дөләт мудапиә министирлиқи — пентагон, вашингитонниң иттипақдашлири билән қизил деңизда деңизда вәзипә өтигүчи қисимлар қоманданлиқи қуруш тоғрисида сөһбәтлишиватқанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر