америка русийәдин уран импорт қилишни чәкләйду

америка авам палатаси русийәдин уран импорт қилишни чәкләш қанун лайиһәсини мақуллиди.

2075815
америка русийәдин уран импорт қилишни чәкләйду

түркийә авази радийоси хәвири: америка авам палатаси тәрипидин мақулланған қанун лайиһәсигә асасән, қанун күчкә игә болуп 90 күндин кейин, бәзи айрим әһвалларни һесабқа алмиғанда, русийәдин уран импорт қилиш чәклиниду.

қанун лайиһәсиниң әгәр америка енергийә министири йадро реактори йаки америка йадро енергийә ширкитиниң мәшғулати үчүн башқа мәнбәниң йоқлуқини көрүп йәтсә йаки уни йөткәш дөләт мәнпәәтигә уйғун болса, русийәдин төвән дәриҗидә қойуқландурулған уран импорт қилишқа рухсәт қилиш кәчүрүмини өз ичигә алидиғанлиқи қәйт қилинди.

лайиһәниң қанунлишиши үчүн, кеңәш палатасиниң тәстиқидин өтүши вә пирезидент җо байдин тәрипидин имзалинишиға тоғра келиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر