лапид: нетанйаһу дунйаниң вә хәлқниң көп санлиқиниң ишәнчисидин айрилип қалди

исраилийәлик өктичиләр рәһбири йайир лапид баш министир бенйамин нетанйаһуниң «хәлқниң көп санлиқи вә дунйаниң ишәнчисидин айрилип қалған бир баш министир» икәнликини ейтти.

2075673
лапид: нетанйаһу дунйаниң вә хәлқниң көп санлиқиниң ишәнчисидин айрилип қалди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә парламенти телевизийәси — кенсет, йайир лапидниң парламент омумий кеңиши йиғинда қилған бенйамин нетанйаһу тоғрисидики сөзлирини тарқатти.

у: «бизниң дунйаниң ишәнчисини йоқатқан бир баш министиримиз бар» деди вә исраилийә баш министири нитанийаһуниң хәлқниң көп санлиқи билән бихәтәрлик вә иқтисадий түзүмниң ишәнчисидин айрилип қалғанлиқини тәкитлиди.

йайир лапид өткән ай (2023-йили нойабир) байанат елан қилип, нетанйаһуниң баш министирлик вәзиписидин елип ташлинип, орниға йәнә униң партийәси — ликудтин бирини тәйинләшни тәләп қилғаниди.

әң йеңи рай синаш нәтиҗисигә қариғанда, исраилийәлийкләрниң пәқәт %27 ила нетанйаһуни баш министирлиқ орниға мас келиду, дәп қарайдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر