һизбуллаһ исираилийәниң һәрбий нуқтисиға һуҗум қилған

һизбуллаһ һәрикити ливанниң җәнубидин исираилийәдики бир һәрбий нуқтиға һуҗум қилғанлиқини елан қилди.

2075732
һизбуллаһ исираилийәниң һәрбий нуқтисиға һуҗум қилған

түркийә авази радийоси хәвири: һизбуллаһ исираилийәниң бир һәрбий нуқтисиға һуҗум қилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, исираилийәниң әл маликиййәдики һәрбий нуқтисиға, «мувапиқ қораллар билән» һуҗум қилинғанлиқи илгири сүрүлди.

ливан н н а (NNA) ниң хәвиридә билдүрүлишичә, исираилийә учқулири бәйт лиф вә рамйа районлирини бомбардиман қилған. кәфрйатир райони көклиридә бир башқурулидиған бомба партлап, парчилири бир аптомобилға чүшкән.

исираилийә армийәси билән һизбуллаһ оттурисида 8-өктәбир (2023) дин тартип йүз бериватқан тоқунушларда, 100 һизбуллаһ әзаси вә алтә исираилийә әскири җенидин айрилди.

тоқунушлар сәвәбидин ливанда 24 пуқра, исираилийәдә бәш пуқра җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر