судан әрәб бирләшмә хәлипиликиниң 15 дипломатини чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди

судан әрәб бирләшмә хәлипиликиниң хартумда вәзипә өтәватқан 15 дипломатидин 48 саәт ичидә дөләт тәвәликидин чиқип кетишни тәләп қилди.

2074916
судан әрәб бирләшмә хәлипиликиниң 15 дипломатини чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: суда ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң дипломатик вәкили бәдрийә шиһһигә 15 дипломатниң «халанмиған киши» дәп елан қилинғанлиқи вә мәзкур кишиләрниң 48 саәт ичидә дөләт тәвәликидин чиқип кетишиниң тәләп қилинғанлиқи тоғрисидики қарарниң тапшурулғанлиқини уқтурди.

судан игилик һоқуқ кеңиши әзаси вә армийә муавин қомандани генерал йасир әләта 27-нойабир пайтәхт хартумниң ғәрбигә җайлашқан оммудурман шәһиридики вади сәййидна һава армийә базисида сөз қилип, әрәб бирләшмә хәлипиликиниң бир «мафийә дөлити» икәнликини, униң қошна дөләтләрниң айродурумлиридин пайдилинип, қораллиқ күчләргә изчил йардәм берип келиватқанлиқи»ни илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر