белгийәдә төмүр йол ишчилири икки күнлүк иш ташлиди

белгийәдә төмүр йол ишчилири иш һәққи вә хизмәт шараитиниң йахшилинишини тәләп қилип, икки күнлүк иш ташлашни башлиди.

2073213
белгийәдә төмүр йол ишчилири икки күнлүк иш ташлиди

түркийә авази радийоси хәвири: белгийә дөләт төмүр йоли  идариси (SNCB) ниң тор бетидә елан қилинған байанатта, 48 саәтлик иш ташлашниң шу йәрниң вақти 22:00 дә башланғанлиқи вә 7 - декабирда охшаш вақитта ахирлишидиғанлиқи билдүрүлди.

иш ташлашқа қатнашқан ишчилар ойушмиси өз мәқситиниң белгийә дөләт төмүр йоли  идарисиниң тәннәрхни төвәнлитиш тәдбирлири нәтиҗисидә, иш һәққини төвәнлитиш вә пойиз тәкшүрүштә мулазимәттин бурун берилгән тәййарлиқ вақтини йеримға чүшүрүш қатарлиқ қилмишлириға наразилиқ билдүрүш икәнликини уқтурди.

иш ташлаш сәвәбидин мәмликәт миқйасида қатнаш көрүнәрлик дәриҗидә ақсап қалди.

төмүр йол ишчилири илгириму 7- - нойабирдин 9 - нойабирғичә иш ташлиған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر