путин: русийә-түркийә мунасивәтлири әң йуқири сәвийәдә

путин түркийә билән шерикликниң йуқири сәвийәдә икәнликини, буниң узун йиллар давамида охшимиған саһәләрдә қолға кәлтүрүлгән тәҗрибиләргә тайинидиғанлиқини билдүрүп:«һәр икки дөләт мунасивәтләрни тәрәққий қилдуруш мәсилисидә қәтий қарарға игә»деди

2072682
путин: русийә-түркийә мунасивәтлири әң йуқири сәвийәдә

түркийә авази радийоси хәвири: владимир путин кремил сарийида түркийәниң москвада турушлуқ баш әлчиси танҗу билгични өз ичигә алған, русийәдә вәзиписини башлиған 21 дөләтниң баш әлчилиридин садақәт мәктубини тапшурувалди вә уларни йеңи хизмәтлири мунасивити билән тәбриклиди.

у сөзидә, түркийә-русийә мунасивәтлири үстидә тохталди. у мундақ деди:

«түркийә билән болған шериклик мунасивәт әң йуқири сәвийәдә. бу узун йиллар давамида охшимиған саһәләрдә қолға кәлтүрүлгән тәҗрибиләргә тайиниду. һәр икки дөләт йахши қошнидарчилиқ, шериклик вә өзара мәнпәәт йәткүзүш пиринсиплириға тайанған мунасивәтлирини техиму тәрәққий қилдуруш мәсилисидә қәтий қарарға игә.»

у җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән изчил алақә қиливатқанлиқлирини билдүрүп, буниңда барлиқ муһим мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқини әскәртти.

у сөзини мундақ давамлаштурди:

«енергийә саһәсидә русийә-түркийә һәмкарлиқлириниң һәқиқәтән истратегийәлик икәнликини билдүрүшни халаймән. русийә дөләтлик йадро енергийәси идариси түркийәдә тунҗи йадро електр истансиси қурулушини давамлаштуруватиду. <мави еқим> вә <түрк еқим> туруба йоллири лайиһәлири билән тәбиий газ саһәсидә йеқин һәмкарлиқлар әмәлгә ашти. түркийәдә тәбиий газ тарқитиш мәркизи қуруш хизмәтлириму давамлишиватиду. сода вә йуқири технологийә саһәлиридиму нурғун муһим лайиһәлиримиз, ортақ тиришчанлиқлиримиз бар.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر