қатар: исираилийәниң һуҗумлири мурәссәчиликни қийинлаштуруватиду

қатар ташқи ишлар министири муһәммәд бин абдурраһман алсани, «инсанпәрвәрлик нуқтисидин уруш тохтитиш» кейин, исираилийәниң қоршав астидики ғәззәни бомбардиман қилишни давамлаштурушиниң мурәссәчилик тиришчанлиқлирини қийинлаштурғанлиқини ейтти.

2072166
қатар: исираилийәниң һуҗумлири мурәссәчиликни қийинлаштуруватиду

түркийә авази радийоси хәвири: қатар ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, министир алсаниниң америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән телефонда көрүшкәнликини билдүрди.

көрүшүштә, исираилийә қоршави вә һуҗуми астидики ғәззәни өз ичигә һалда ишғал астидики пәләстин земинлирида йүз бериватқан өзгиришләр, җиддийчиликни пәсәйтиш вә уруш тохтитиш имканийәтлириниң музакирә қилинғанлиқи қәйт қилинди.

қатар ташқи ишлар министири алсани ғәззәдә йәнә «инсанпәрвәрлик нуқтисидин уруш тохтитиш» үчүн шерик дөләтләр билән мурәссәчилик қилишни давамлаштуруватқанлиқлирини әскәртип: «исираилийәниң ғәззәгә қиливатқан һуҗумлири бу тиришчанлиқларни қийинлаштуруп, райондики балайиапәтләрни чоңқурлаштуруватиду» деди.

у исираилийәниң бомбардимани астидики пәләстинликләргә инсанпәрвәрлик йардәмлирини йәткүзүш үчүн ғәззәгә бихәтәр каридорларниң ечилиши керәкликини тәкитлиди.

һамасниң һәрбий қанити болған қассам биригадилири 7-өктәбир (2023) «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум башлиғанлиқини елан қилған иди.

исираилийә армийәсиму буниңға җавабән «төмүр қилич һәрикити» ни башлиғанлиқини елан қилған иди.

күнсери кәскинләшкән тоқунушларда, 15 миң 500 дин артуқ пәләстинлик җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر