байдин һөкүмити конгрәдин қошумчә хамчот тәләп қилди

америка һөкүмити конгрәдин русийәниң ишғалиға қарши уруш қиливатқан украинаға йардәм әвәтилиши үчүн қошумчә хамчот тәләп қилди.

2072407
байдин һөкүмити конгрәдин қошумчә хамчот тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарай вә хамчот ишханисиниң директори шаланда йаң авам палатаси билән кеңәш палатасиға айрим-айрим мәктуп әвәтип, украинаға әвәтиливатқан йардәмләр үстидә тохталди.

у мәктубида: «украинани қоллиғидәк пулимиз қалмиди» деди вә конгрәниң йардәм үчүн тәләп қилинған хамчотни тәстиқлишини тәкитлиди.

у американиң украинаға қорал-йарағ вә башқа йардәмләрни әвәтш үчүн аҗратқан фондниң мушу йил (2023) ахириғичә түгәйдиғанлиқини билдүрүп, украина иқтисадиниң йимирилишиниң, «урушни давамлаштуралмайдиғанлиқи» ни билдүридиғанлиқини қәйт қилди.

байдин һөкүмити өктәбир (2023) дә украина вә исираилийәгә йардәм қилишни мәркәз қилған һалда америка-мексика чеграсидики бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтиш үчүн 105 милйард доллар қошумчә хамчот тәләп қилған иди.

русийә пирезиденти владимир путинниң 24-феврал (2022) украинани ишғал қилиш буйруқини чүшүрүши билән, украина-русийә уруши партлиған иди.

путин кйевниң натоға әза болушиниң алдини елиш вә русийәниң тәсири астида тутуп туруш үчүн, украинани һәрбийсизләштүрүш һәмдә натсистлардин тазилашни мәқсәт қилғанлиқлирини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر