әнглийә әсирләрниң орнини тепиш үчүн ғәззә асминида истихибарат топлайду

әнглийә әсирләрниң қутқузулушиға йардәмчи болуш вә исраилийәни истихбарат билән тәминләш үчүн ғәззә асминида көзитиш учуши елип баридиғанлиқини елан қилди.

2071871
әнглийә әсирләрниң орнини тепиш үчүн ғәззә асминида истихибарат топлайду

түркийә авази радийоси хәвири: әнглийә дөләт мудапиә вазаритиниң йазма байанатида, һөкүмәтниң 7 - өктәбирдин буйан әнглийә пуқралириниму өз ичигә алған әсирләрниң қойуп берилишини әмәлгә ашуруш үчүн райондики шериклири билән һәмкарлишип хизмәт қиливатқанлиқи билдүрүлди.

байанатта, пуқраларниң бихәтәрликиниң «әнглийәниң әң муһим вәзиписи» икәнлики тәкитлинип, йәнә мундақ дейилди:

«әнглийә дөләт мудапиә вазарити давамлишиватқан әсирләрни қутқузуш һәрикитини қоллап-қуввәтләш шундақла исраилийә вә ғәззә һава тәвәликидә паалийәт қилишниму шәрқий ақдеңизниму чөридигән һалда көзитиш учушлирини башлайду. көзәткүчи айропиланлар қоралсиз болиду. җәң қилиш роли болмайду. пәқәтла әсирләрниң орнини байқаш үчүн вәзипә өтәйду. әсирләрни қутқузушқа алақидар мәлуматларни мунасивәтлик органларға әвәтиду.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر