деңиз қарақчилири бир һәптә ичидә иккинчи қетим иран парахотини булап қачти

деңиз қарақчилири сомали деңиз тәвәликидә йеқинқи бир һәпитидин буйан иранниң иккинчи парахотини булап қачти.

2071396
деңиз қарақчилири бир һәптә ичидә иккинчи қетим иран парахотини булап қачти

түркийә авази радийоси хәвири: сомалиниң кандала райони рәиси әһмәд йүсүп хурше путланд өлкиси деңиз қирғиқиға йеқин җайда иран байриқи есилған бир парахотниң деңиз қарақчилири тәрипидин булап кетилгәнликини уқтурди.

хурше парахотниң сани һәққидә мәлумат бәрмигән болсиму, парахот хадимлириниң һәммисиниң чәт әлликләр икәнликини җәзмләштүрди.

11-айниң 25-күни сомалиниң путланд райони деңиз тәвәликидә иран байриқи есилған бир парахотни сомалилиқ вә иранлиқлиқлардин тәркиб тапқан 16 кишилик парахот хадими билән бирликтә булап кәткән деңиз қарақчилири, парахот хадимлирини қойуп бериш үчүн 400 миң доллар төләм тәләп қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر