исраилийә қисимлири җәнин панаһланғучилар лагери билән  үч  дохтурханини қоршавға алди

исраилийә қисимлири ишғалийити астидики ғәрбий қирғақниң шималиға җайлашқан җәнин шәһиригә бесип кирип, җәнин панаһланғучилар лагери билән  үч  дохтурханини қоршавға алди.

2070207
исраилийә қисимлири җәнин панаһланғучилар лагери билән  үч  дохтурханини қоршавға алди

түркийә авази радйоси хәвири: пәләстинниң рәсмий хәвәр агентлиқи «WAFA» ниң хәвәр қилишичә, исраилийә қисимлири топа иттириш машинилири билән нурғун мәһәллиләргә тәрәп- тәрәптин бесип киргән. мәргәнлирини егиз биналарниң өгзисигә орунлаштурған вә җәнин панаһланғучилар лагерини һәммила тәрәптин қоршавға алған.

хәвәрдә, исраилийә қисимлириниң кимлики техи ениқланмиған икки йашни қолға алғанлиқи, җәнин дөләт дохтурханисиниң җиддий кесәлликләр бөлүминиң кириш еғизиниң алди вә әтрапини тосқанлиқи һәмдә топа иттириш машинилири билән пуқраларниң мал-мүлүклирини вә ул- әслиһәлирини вәйран қилғанлиқи билдүрүлди.

пәләстин дөләт телевизийә қанилиниң хәвиридә, әскәрләрниң йүздин артуқ исраилийә һәрбий аптомобили вә йәттә топа иттириш машиниси билән җәнин шәһири вә җәнин панаһланғучилар лагериға бесип кирип, җәнин дөләт дохтурханиси, ибни сина дохтурханиси вә әр рази дохтурханисини қоршавға алғанлиқи уқтурулди.

хәвәрдә, бесип кириш җәрйанида исраилийә қисимлириниң «издәп тутуш тизимликидикиләр» дәп түргә айриған пәләстинликләрни һуҗум нишани қилғанлиқи, издәватқан кишиләр тепилмиған әһвалда болса, уларниң дадилири, анилири йаки туғқанлиридин бирини тутуп кәткәнлики билдүрүлди.

вәқәни өз көзи билән көргән шаһитлар бәзи мәһәллиләрдә вә җәнин панаһланғучилар лагерида исраилийә қисимлири билән пәләстинликләр оттурисида қораллиқ тоқунуш йүз бәргәнликини ейтти.

пәләстин қизилай җәмийитиниң байанатида, исраилийә қисимлириниң җәнин дөләт дохтурханисиниң алдида қизилай җәмийити җиддий қутқузуш әтрити әзалиридин бирини қолға алғанлиқи, раст оқ билән пути йариланған кишини дохтурханиға апиришқиму тосқунлуқ қилғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر