исираилийә сүрийәгә һава һуҗуми қилди

исираилийә айропиланлириниң дәмәшиқ хәлқара айродуруми вә дәмәшиқ әтрапидики нурғун нуқтиларни бомбардиман қилғанлиқи хәвәр қилинди.

2069156
исираилийә сүрийәгә һава һуҗуми қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сүрийә таратқулиридики хәвәрләрдә, исираилийәниң дәмәшиқ хәлқара айродуруми билән пайтәхт әтрапидики нурғун нуқтиларни һавадин бомбардиман қилғанлиқи билдүрүлди.

хәвәрләрдә, дәмәшиқ хәлқара айродуруминиң учуш йолиниң партлитилғанлиқи, айропиланларниң лазқийә вә һәләб айродурумлириға қонғанлиқи қәйт қилинди.

исираилийә һава һуҗумлири тоғрисида һечқандақ мәлумат елан елан қилмиди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر