мексикада бир аптомобил һуҗумға учрап тоққуз киши қаза қилди

мексиканиң оксака иштатида бир аптомобилға қилинған қораллиқ һуҗумда тоққуз киши қаза қилип, төт киши йариланди.

2068866
мексикада бир аптомобил һуҗумға учрап тоққуз киши қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: мексика таратқулиридики хәвәрләргә асасланғанда, намәлум қораллиқ кишиләр оксака иштатиға қарашлиқ гуадалупе шәһиридә йолда кетиватқан бир аптомобилға һуҗум қилған.

һуҗумда тоққуз киши нәқ мәйданда қаза қилип, бир айални қошқанда, җәмий  төт киши йариланған.

районға нурғун санда бихәтәрлик қисимлири әвәтилгән вә йариланғанлар балнестқа елинған.

иштатлиқ тәптиш мәһкимиси һуҗумни тәкшүрүшни башлиди.

һуҗумниң сәвәби һәққидә «қара гуруһларниң тоқунуши болуши мумкин»  дәп қаралмақта.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر