карачидики бир сода сарийида от апити йүз бәрди

пакистанниң карачи шәһиридики бир сода сарийида йүз бәргән от апитидә, дәсләпки ениқлашларға қариғанда, 11 адәм қаза қилғанлиқи, 22 адәм йариланғанлиқи билдүрүлди.

2068775
карачидики бир сода сарийида от апити йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан таратқулириниң хәвәрлиригә қариғанда, карачиниң рашид минхас кочисидики алтә қәвәтлик бир сода сарийида намәлум сәвәбләр түпәйлидин от апити йүз бәргән болуп, дәсләпки тәкшүрүшләргә қариғанда, от апитидә 11 адәм қаза қилған, 22 адәм йариланған.

алақидар тармақлар сода сарийида қапсилип қалған 50 адәмни қутқузуш хизмитиниң давамлишиватқанлиқини билдүргән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر