исираилийә ғәззәниң шималидики бир мәктәпни бомбардиман қилди

исираилийә айропиланлириниң ғәззәниң шималиға җайлашқан бир мәктәпни қилған бомбардиманида, 27 киши җенидин айрилди, 93 киши йариланди.

2068325
исираилийә ғәззәниң шималидики бир мәктәпни бомбардиман қилди

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин вафа (WAFA) агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, исираилийә айропиланлири ғәззәниң шималидики җибалийа мусапирлар лагерида йурт-маканлиридин айрилған йүзләрчә пәләстинлик панаһлиниватқан б д т мәктипини бомбардиман қилған. бомбардиманда 27 киши җенидин айрилип, әң аз дегәндә 93 киши йариланған.

бомбардиман қилинған мәктәпниң б д т ниң оттура шәрқтики пәләстинликләргә йардәм қилиш оргиниға қарашлиқ әбу һүсәйин мәктипи икәнлики қәйт қилинди.

исираилийә айропиланлириниң ғәззәниң оттура вә җәнубидики туралғу районлирини қилған бомбардиманлирида, әң аз дегәндә 11 киши җенидин айрилди, нурғун киши йариланди.

ғәззәдики сәһийә министирлиқи шималдики һиндонезийә дохтурханисиниң исираилийәниң шиддәтлик бомбардиманиға дуч кәлгәнликини, йариланған 200 кишиниң һайатидин әндишә қилиниватқанлиқини билдүрди.

вафа агентлиқи исираилийә әскәрлириниң шиддәтлик бомбардимандин кейин дохтурханиға бесип кирип, йариланған бир айални етип өлтүргәнликини, әң аз дегәндә үч кишини йариландуруп, үч кишини тутуп кәткәнликини хәвәр қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر