г7 дөләтләр гуруһи шималий корейәниң җасуслуқ сүний һәмраһини қаттиқ әйиблиди

г7 дөләтләр гуруһи ташқи ишлар министирлири шималий корейәниң җасуслуқ сүний һәмраһини тошуйдиған ракета қойуп бәргәнликини қаттиқ әйиблиди.

2067846
г7 дөләтләр гуруһи шималий корейәниң җасуслуқ сүний һәмраһини қаттиқ әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: г7 дөләтләр гуруһи ташқи ишлар министирлири шималий корейәниң «маллигйоң -1» намлиқ җасуслуқ сүний һәмраһини тошуйдиған ракета қойуп беришигә мунасивәтлик байанат елан қилди.

байанатта, бу һәрикәтниң районниң тинчлиқи вә муқимлиқиға еғир тәһдит елип келидиғанлиқи тәкитлинип, «балистик башқурулидиған бомба техникисидин пайдилинилған һәр қандақ ракита қойуп бериш, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарариға очуқ-ашкара хилаплиқ қилғанлиқ һесаблиниду» дейилди.

байанатта, шималий корейә һөкүмити йадро пиланидин ваз кечишкә чақириқ қилинди вә шималий корейәниң йадро қорал дөлити болуш салаһийитигә «мәңгү еришәлмәйдиғанлиқи» алаһидә тәкитләнди.

байанатта, шималий корейәниң орбитаға бир җасуслуқ сүний һәмраһини тушуйдиған ракета қойуп бериши күчлүк әйибләнди вә корейә йерим арилини йадро қораллиридин пүтүнләй тазилашниң муһимлиқи әскәртилди.

униңдин башқа йәнә байанатта, «йадро йаки балистик башқурулидиған бомбиға мунасивәтлик техникиларни йоллаш мумкинчиликидин қаттиқ әндишә қилиниватқанлиқи» билдүрүлүп, «шималий корейәниң русийәни қорал билән тәминлиши» му қаттиқ әйибләнди.

шималий корейә мәсулири сәйшәнбә күни (21-нойабир) «маллигйоң -1» намлиқ җасуслуқ сүний һәмраһиниң мувәппәқийәтлик һалда орбитаға орунлаштурулғанлиқини елан қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر