сербийә киродийәлик бир дипломатни чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди

сербийә киродийәниң белградтики әлчиханисида ишләйдиған дипломат хроже снаждерни җасуслуқ қилиш билән әйибләп, чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди.

2067104
сербийә киродийәлик бир дипломатни чеградин қоғлап чиқиришни қарар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: сербийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, җасуслуқ билән шуғулланғанлиқини испатлайдиған һөҗҗәтләр ашкариланған дипломат снаждерниң «қарши елинмайдиған киши» дәп елан қилинғанлиқини уқтурди.

дипломатниң дәлил-испатларға асасән дөләттин қоғланғанлиқиға ишарәт қилинған байанатта, снаждерниң вәзипә өтәватқан мәзгилидә «дипломатик чәк - чегралардин һалқип кәткәнлики» вә бу хил әһвалларни қобул қилишқа болмайдиғанлиқи қәйт қилинди.

киродийә ташқи ишлар министирлиқи дипломатниң чеградин қоғлап чиқирилишидики сәвәбләрни рәт қилип, бу хил қәдәмләрниң икки дөләт мунасивитигә зийан йәткүзүш мумкинчилики барлиқи тоғрисида агаһландурди.

киродийәниң белградта турушлуқ баш әлчиси хидажет бисҗевич киродийә таратқулириға өзиниң бу мәсилә тоғрисида тохтилишни халимайдиғанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر