фирансийә ғәззәгә тик учар әвәтти

фирансийә ғәззәгә исраилийәниң һуҗумлирида йариланғанларни дохтурхана мулазимити билән тәминләйдиған тик учар әвәтти .

2066375
фирансийә ғәззәгә тик учар әвәтти

түркийә авази радийоси хәвири: фирансийә дөләт мудапиә министири себастийен лекорнуниң аммиви ортақлишиш тор бети X сәһиписидә елан қилған  байанатида билдүрүшичә,  фирансийә ғәззәгә әвәткән тик учарда 40 кариват, икки оператсийәхана, бир X нури өйи вә бир тәҗрибихана бар икән.

 бу тик учар болупму әһвали еғир йаридар балиларни дохтурхана мулазимити билән тәминләйдикән.

«Dixmude» намлиқ тик учар бир нәччә күн ичидә мисирға йетип баридикән.

фирансийә алдинқи айдиму ғәззәгә «тонерре» намлиқ тик учар әвәткәниди.

исраилийә дохтурханиларни һуҗум нишани қиливатқан вә пуқралар өлүп кетиватқан ғәззә районида сәһийә мулазимити тохтап қалған болуп, фирансийә әвәткән тик учарларда йетәрлик кариват болмиғанлиқи үчүн, өктичиләрниң тәнқидигә учримақта икән.

һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадилири 7-өктәбир (2023) шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқлирини елан қилғаниди.

исраилийә армийәси болса, уруш айропиланлири билән ғәззә шәһиригә «төмүр қилич һәрикити» қозғиғанлиқлирини билдүргәниди.

игилинишичә, исраилийәниң  барғансери кәскинлишиватқан һуҗумлири давамида, көпинчиси балилар болуп, 13 миңдин артуқ пәләстинлик җенидин айрилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر