лаһорда сүний йамғур йағдуруш тәййарлиқлири башланди

пакистанниң пәнҗап өлкисидики һаваниң булғинишини азайтиш үчүн сүний йамғур йағдуруш пиланланмақта.

2066006
лаһорда сүний йамғур йағдуруш тәййарлиқлири башланди

түркийә авази радийоси хәвири: пакистан дөләт таратқулиридики хәвәрләргә асасланғанда, даириләр пәнҗап өлкисигә қарашлиқ лаһор шәһиридики һава булғинишиға қарши һәр түрлүк тәдбирләрни йолға қойған.

алақидар органлар тәдбир даирисидә, 28-вә 29-нойабир лаһорда сүний йамғур йағдуруш үчүн зөрүр болған тәййарлиқларниң башланғанлиқини елан қилған.

бу арилиқта, лаһордики барлиқ мәктәпләрниң шәнбә күни тақилиши вә базарларниңму шу йәрниң вақти 15.00 дин кейин ечилиши қарар қилинди.

пәнҗапта 8-нойабирда һава булғиниши йуқири болған районларда 4 күнлүк дәм елиш елан қилинған иди.

һава сүпитиниң дәриҗисини өлчәйдиған шивитсарийә техника ширкити <IQAir> ортақлашқан санлиқ мәлуматларға асасланғанда, пәнҗап өлкисигә қарашлиқ молтан шәһиридә һава сүпитиниң дәриҗиси 470, лаһорда болса 214 дәп өлчәнгән. бу дәриҗиләр айрим-айрим һалда «хәтәрлик» вә «интайин зийанлиқ» түрләргә киридикән.

дунйа сәһийә тәшкилати шәһәрләрниң һава сүпити үчүн тәййарлиған йетәкчидә, PM  сәвийиси 2.5 (йәни диаметири 2.5 микроометирдин төвән инчикә данчә маддилар) һәр куб метирда 10 микрограмдин төвән болуши керәклики тәкитләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر