сәһийә тәшкилати ғәззәлик рак бимарлириниң түркийәгә йөткәлгәнликидин мәмнунлуқини билдүрди

дунйа сәһийә тәшкилати рак бимарлириниң ғәззәдин түркийәгә йөткәлгәнликидин мәмнун болғанлиқини билдүрди.

2065901
сәһийә тәшкилати ғәззәлик рак бимарлириниң түркийәгә йөткәлгәнликидин мәмнунлуқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилатиниң байанатчиси маргарет харрис, давалашқа моһтаҗ 27 ғәззәлик рак бимариниң түркийәгә елип келиниши тоғрисида тохтилип: «биз давалашқа еһтийаҗлиқ рак бимарлиридин тарқақлаштурулғанлиқидин мәмнунмиз» деди.

харрис еғир йаридарлар вә бимарларниң рәфаһ чегра еғизи арқилиқ мисирға үзлүксиз, даимлиқ, тосалғусиз вә бихәтәр йөткилип давалинишиниң интайин муһимлиқини тәкитләп: «дунйа сәһийә тәшкилатиниң, сағламлиқ вә бихәтәрлик шараити йар бәргән даиридә, бимарлар вә уларниң аилә әзалирини тарқақлаштурушқа қолайлиқ йаритиш ирадиси қәтий» деди.

ғәззәдики 27 рак бимари вә уларниң қариғучилири исраилийәниң қамали вә шиддәтлик һуҗумлири астидики ғәззәдин чиқирилип, қутқузуш машинилири билән мисирниң әләрш айродурумиға вә у йәрдин җумһур рәислик мәһкимиси вә дөләт мудапиә министирлиқиниң айропиланлири билән 16 – нойабир пайтәхт әнқәрәгә елип келинип, билкәнт шәһәр дохтурханисида балнистқа елинғаниди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған дохтурханиға берип, давалиниватқан рак бимарлирини йоқлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر