б д т бирмадики тоқунушларниң кеңийип кетишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) ниң баш катипи антонийо гутеррес бермадики тоқунушларниң кеңийип кетишидин «күчлүк әндишә қиливатқанлиқи» билдүрүлди.

2065184
б д т бирмадики тоқунушларниң кеңийип кетишидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т байанатчиси стефан дуҗарик бу һәқтә йазма байанат елан қилип: «гутеррес (бирмадики тоқунушуватқан) һәр қайси тәрәпләрни хәлқара қанунға риайә қилип, пүтүн күчи билән пуқраларни қоғдашқа чақириду» деди.

дуҗарик, гутерресниң шәрқий җәнубий асийа әллири иттипақи, районлуқ вә хәлқаралиқ шерикләр билән һәмкарлишип, бермадики зораванлиқларға хатимә бериш үчүн тиришчанлиқ көрситиш ирадисиниң қәтий икәнликини әскәртти.

бирмада икки милйондин артуқ кишиниң аллиқачан өй-маканлиридин айрилип қелип болғанлиқиға ишарәт қилған дуҗарик, зораванларниң җавабкарлиққа тартилиши керәкликини оттуриға қойди.

у районға инсанпәрвәрлик йардәмлириниң йәткүзүлүшигә тосқунлуқ қилинмаслиқи керәкликини тәкитләп, гутерресниң тоқунушлардин күчлүк әндишә қиливатқанлиқини вә униң берма хәлқигә һесдашлиқ қилидиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر