шолз: гиретсийә билән түркийәниң йахши қошнидарчилиқ мунасивитидин хушаллиқ һес қилимиз

германийә баш министири олаф шолз, гиретсийә билән түркийәниң йахши қошнидарчилиқ мунасивитидин хушаллиқ һес қилидиғанлиқини ейтти.

2064563
шолз: гиретсийә билән түркийәниң йахши қошнидарчилиқ мунасивитидин хушаллиқ һес қилимиз

түркийә авази радийоси хәвири: германийә баш министири олаф шолз билән гиретсийә баш министири кирйакос мичотакисниң берлинда көрүшкәндин кейин, қошма мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзди.

шолз түркийә билән гиретсийәниң шималий атлантик әһди тәшкилати — нато әзаси, гиретсийәниң йавропа иттипақи әзаси икәнликини тилға елип,  германийәниң йеқинқи йиллардин буйан икки дөләт мунасивитигә йардәм бәргәнликини ейтти.

у бу һәқтики сөзлирини давамлаштуруп: «биз гиретсийә билән түркийә оттурисидики йахши қошнидарчилиқ мунасивитидин хушаллиқ һес қилимиз... нәтиҗидә, бу икки дөләт чоқум (оттурисидики сақлиниватқан) мәсилиләрни һәл қилиши керәк. мән гиретсийәдә йеңи һөкүмәт қурулғандин буйанқи йахши алақини наһайити қизиқиш билән көзитиватимән. биз йеқин кәлгүсидә гиретсийә вә түркийә һөкүмәтлири оттурисида өткүзүлүши пиланлиниватқан сөһбәтләргә үмидварлиқ билән қараватимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

у йавропа иттипақи билән түркийә оттурисидики көчмәнләр келишиминиң әслигә кәлтүрүлүши тоғрисидики бир соалға җаваб берип, йавропа иттипақиниң бу мәсилини музакирә қилғанлиқини вә өзлириниң бу сөһбәтләрни йеқиндин көзитиватқанлиқлирини билдүрди.

баш министир улаф шолз, бу йәрдә нәзәргә елишқа тегишлик һәр хил мәсилиләрниң барлиқини байан қилип: «уларниң бири, түркийә қобул қилған көп сандики мусапирлар мәсилиси. буни унтуп қалмаслиқ керәк. түркийә өз дөлитигә нурғун мусапирларни қобул қилди, бизму бу мушу һаләттә давамлишиши үчүн, уларға йардәмчи болуватимиз. әлвәттә, буни йавропа дөләтлиригә көчмән кәлмәсликини үмид қилип қиливатимиз» деди.

шолз, шуңа йавропа иттипақи билән түркийә оттурисидики көчмәнләр келишиминиң давамлишиши вә тәрәққий қилдурулуши керәкликини тәкитлиди.

гиретсийә баш министири кирийакос мичотакисму гиретсийә һөкүмитиниң түркийә билән қанунсиз көчмәнләрниң алдини елиш җәһәттә һәмкарлиқни техиму тәрәққий қилдурушни халайдиғанлиқини, йавропа иттипақиниң бу киризисниң йүкини үстигә алған дөләтләргә иқтисадий йардәмни көпәйтиши керәкликини оттуриға қойди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر