һамас: вашингтон исраилийәниң техиму көп қирғинчилиқ қилиши үчүн йешил чирағ йақти

һамас, американиң тоғрисидики исраилийәниң әйибләшлирини тәкрарлаш арқилиқ исраилийәгә техиму көп қирғинчилиқ қилиш үчүн, йешил чирағ йеқип бәргәнликини илгири сүрди.

2064815
һамас: вашингтон исраилийәниң техиму көп қирғинчилиқ қилиши үчүн йешил чирағ йақти

түркийә авази радийоси хәвири: пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамас, американиң <һамасниң ғәззәдики дохтурханиларни ишлитиватқанлиқи> тоғрисидики исраилийәниң әйибләшлирини тәкрарлишиниң, вашингитонниң ишғалийәтчи қисимларға техиму көп қирғинчилиқ елип бериш үчүн, йешил чирағ йеқип бәргәнликидин дерәк беридиғанлиқини оттуриға қойди.

һамас байанат елан қилип, америка қошма иштатлириниң <ғәззәдики дохтурханиларниң һамас тәрипидин ишлитиливатқанлиқи> тоғрисидики исраилийәнииң әйибләшлирини қобул қилишини әйбилиди.

һамасниң дохтурханиларни ишлитиватқанлиқи тоғрисидики әйибләшләрни рәт қилған байанатида: «пентагон (америка мудапиә министирлиқи) вә ақсарайниң ғәззәдики дохтурханилар тоғрисидики байанати (уларни һамасниң ишлитидиғанлиқи тоғрисидики дәваси), американиң ишғалийәтчи күчләргә техиму көп қирғинчилиқ қилип, хәлқимизниң земинидин қоғлап чиқирилиши үчүн бесим ишлитиш, ғәззәдики дохтурханиларда рәһимсизләрчә қирғинчилиқ қилишни күчәйтиш үчүн йеқилған йешил чирағдур.

ишғалчилар вә уларниң иттипақдашлириниң ғәззәдики коллектип қирғинчилиқниң биваситә җавабкари болған вашингтонниң иттипақдиши болған ишғалчиларниң йалған һекайилирини тоғрилиқини ениқлап чиқиш үчүн, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң комиссийон  тәшкилләп, барлиқ дохтурханиларни зийарәт қилип, тәкшүрүш елип бериши тоғрисидики чақириқимизни қайта тәкрарлаймиз» дегән ибариләргә орун берилди.

ақсарай дөләт бихәтәрлик кеңишиниң истратегийәлик алақә маслаштурғучиси җон кирбий түнүгүн ахбаратқа байанат берип, һамасниң ғәззәдики бәзи дохтурханиларниң астидики «тонеллар»дин пайдилиниватқанлиқи, уларни «йошурунуш, һәрбий һәрикәтләрни елип бериш вә әсирләрни тутуп туруш үчүн» ишлитиватқанлиқи тоғрисида истихбарат тапшуруп алғанлиқлирини илгири сүргәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر