исраилийә һамасниң қолидики әсир айал әскәрниң өлгәнликини җәзмләштүрди

исраилийә армийәси қамали астидики ғәззәдә әсиргә чүшүп қалған 19 йашлиқ айал әскәр ноа марсийанониң өлгәнликини җәзмләштүрди.

2064419
исраилийә һамасниң қолидики әсир айал әскәрниң өлгәнликини җәзмләштүрди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси байанат елан қилип, ноа марсийанониң өлүм хәвириниң аилисидикиләргә йәткүзүлгәнликини уқтурди.

марсийанониң 7-өктәбирдин буйан ғәззәдә әсир сүпитидә тутуп турулуватқанлиқи тилға елинған байанатта, мәзкур айал әскәрниң өлүм сәвәби тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң һәрбий қанити болған иззуддин қәссам биригадиси түнүгүн марсийанониң әсиргә елинғандин кейинки көрүнүшлири билән өлгәндин кейинки сүрәтлирини елан қилип, униң исраилийәниң ғәззәгә қилған һуҗумида өлтүрүлгәнликини уқтурғаниди.

исраилийә мәтбуатлиридики хәвәрләргә қариғанда, марсийано исраилийәниң ғәзза чеграсидики наһал оз олтурақ районидики һәрбий көзитиш нуқтисида әсиргә елинип, ғәззәгә елип кетилгәникән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر