хәлқара җәмийәт исраилийәниң ғәззә һуҗумлириға наразилиқ билдүрмәктә

исраилийә ғәззәдә барлиқ инсаний вә әхлақий қиммәтләрни дәпсәндә қилишни, америка қошма иштатлири болса, исраилийәни қоллашни давамлаштурмақта.

2064127
хәлқара җәмийәт исраилийәниң ғәззә һуҗумлириға наразилиқ билдүрмәктә

түркийә авази радийоси хәвири: америка пирезиденти җо байдин мухбирларниң <исраилийә армийәсиниң дохтурханиларға қиливатқан һуҗумлири> тоғрисидики соалиға «дохтурханиларға арилишишларниң техиму аз болуши арзуйум вә үмидимдур» дәп җаваб бериш биләнла купайиләнди.

ақсарай дөләт бихәтәрлик ишлири мәслиһәтчиси җейк сулливанму дохтурханиларда қораллиқ тоқунушларниң йүз беришини көрүшни халимайдиғанлиқини ейтти.

сулливан йәнә әсирләрни қутқузуш үчүн, тоқунушларниң техиму узун тохтитилишини арзу қилидиғанлиқини билдүрди.

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллер,  вашингтонниң пәләстинликләрниң ғәззәдики зийанкәшликкә учрайдиған районлардин тарқақлаштурулушини қоллайдиғанлиқини, әмма уларниң ғәззәдин мәҗбурий көчүрүлүшини қоллимайдиғанлиқини әскәртти.

исраилийәниң дохтурханиларға қиливатқан һуҗумлири әнглийә баш вәзири риши сунакниңму күнтәртипидә иди؛ у, исраилийәниң хәлқара қанунларға бойсунуп, бигунаһ пуқраларни қоғдаш үчүн барлиқ тәдбирләрни йолға қойуши керәкликини тәкитлиди.

әнглийәдики англикан черкавиму сунаққа қариғанда техиму кәскин ибариләрни ишлитип байанат елан қилди؛англикан черкави рәһбири җастин велби, исраилийәниң пуқраларни өлтүрүшини әхлақий җәһәттин ақлиғили болмайдиғанлиқини тәкитлиди һәмдә уруш тохтитиш чақириқлириға «әхлақий нида» дәп баһа берип: «әмди йетәр, адәм өлүш әһваллири тохтисун» деди.

ийорданийәму исраилийәгә әң қаттиқ наразилиқ билдүргән дөләтләрниң бири болди؛ ийорданийә ташқи ишлар министири әймән әссәфәди: «биз барлиқ қизил сизиқларни бесип өткән бир исраилийә һөкүмитигә дуч кәлдуқ» деди вә сөзини давамлаштуруп, исраилийә һөкүмитиниң хәлқара қанунниң барлиқ қаидилиригә хилаплиқ қилғанлиқини оттуриға қойди.

гиретсийә баш министири кирийакос мичотакисму йавропа билән түркийәниң ғәззәдики тоқунушларниң улғийип кәтмәслики мәсилисидики мәнпәәтлириниң ортақ икәнликини әскәртти ейтти.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамасниң һәрбий қанити болған қәссам биригадаси 7-өктәбир исраилийәниң пәләстинликләрниң һоқуқи вә мәсҗиди әқсани өз ичигә алған муқәддәс қиммәтләрни изчил һалда айағ асти қиливатқанлиқиға наразилиқ билдүрүш үчүн, «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини җакарлиған. исраилийә армийәсиму уруш айропиланлирини ишлитип ғәззәни бомбардиман қилишни башлиғаниди.

күнсери күчийиватқан тоқунуш вә бомбардиманлар җәрйанида, һәр икки тәрәптин миңларчә киши һайатидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر