әрәб әллири иттипақи билән ислам һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғинлири бирләштүрүлиду

сәуди әрәбистан ғәззәдики өзгиришләр музакирә қилинидиған бүгүнки әрәб әллири иттипақи вә ислам һәмкарлиқ тәшкилати пәвқуладдә башлиқлар йиғининиң рийадқа бирләштүрүлүп ечилидиғанлиқини уқтурди.

2063211
әрәб әллири иттипақи билән ислам һәмкарлиқ тәшкилати башлиқлар йиғинлири бирләштүрүлиду

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, әрәб әллири иттипақи вә ислам һәмкарлиқ тәшкилати пәвқуладдә башлиқлар йиғинлириниң «пәвқуладдә әрәб-ислам башлиқлар йиғини» дегән нам астида бирләштүрүлүп ечилишиниң қарар қилинғанлиқини билдүрди.

бу қарарниң ғәззә вә пәләстин земинлири шаһит болуватқан мисли көрүлмигән тирагедийәләргә қарши ортақ позитсийә билдүрүш һәмдә әрәб вә ислам дөләтлириниң ирадисини намайан қилиш үчүн, әрәб әллири иттипақи билән ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң кеңишиши нәтиҗисидә чиқирилғанлиқи тәкитләнди.

пәләстин билән сәуди әрәбистан бир қанчә күн илгири ғәззә мәсилиси тоғрисида башлиқлар дәриҗилик әрәб әллири иттипақи пәвқуладдә башлиқлар йиғини чақиришни тәләп қилған, арқидин сәуди әрәбистан ислам һәмкарлиқ тәшкилатиғиму мушуниңға охшаш бир йиғин  ечишни тәклип қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر