американиң сүрийәдики һәрбий базилири һуҗумға учриди

сүрийәниң дейризор вә һасәкә вилайәтлиригә җайлашқан американиң икки һәрбий базиси һуҗумға учриди.

2061916
американиң сүрийәдики һәрбий базилири һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: йәрлик мәнбәләрдин елинған мәлуматларға асасланғанда, америка армийәсиниң дейризордики конико газ мәшғулат райониға вә һасәкәгә қарашлиқ маликиййә наһийәсидики һәрбий базилири, ракеталар вә қәйәрдин кәлгәнлики ениқ болмиған учқуларниң һуҗумиға учриған.

һуҗумда, һәрбий база вә әтрапиға ракета оқлири чүшкән, әмма өлүм-йетим һадисилири көрүлмигән.

сүрийәдә йеқинқи күнләрдә һумустики тәнәф райони, һасәкә вилайитигә қарашлиқ маликиййә, шәддади наһийәлири вә дейризорға җайлашқан америка һәрбий базилири, тәвәлики ениқ болмиған учқулар вә қуруқлуқтин етилидиған қораллар билән һуҗумға учримақта.

фират дәрйасиниң шәрқигә җайлашқан дейризор земинлири американиң қоллиши астидики террорлуқ тәшкилати й п г|п к к ниң ишғалида, вилайәт мәркизи вә башқа йезилар бәшшар әсәд һакимийити билән иранниң қоллишидики қораллиқ гуруппилар бар.

иранниң қоллиши астидики гуруппилар фират дәрйасиниң шәрқидики америка һәрбий базилири пат-пат ракета вә учқуларниң һуҗумиға учрап кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر