сәуди әрәбистан икки пәвқуладдә башлиқлар йиғиниға саһибханлиқ қилиду

сәуди әрәбистан исраилийәниң һуҗумлириға учраватқан ғәззәдики өзгиришләр музакирә қилинидиған икки пәвқуладдә башлиқлар йиғиниға саһибханлиқ қилишқа тәййарлиқ қилмақта.

2061938
сәуди әрәбистан икки пәвқуладдә башлиқлар йиғиниға саһибханлиқ қилиду

түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистан ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, сәуди әрәбистанниң әрәб әллири иттипақи вә ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң нөвәтчи рәиси болуш сүпити билән, ғәззәдә йүз бериватқан вәқәләр тоғрисида пәвқуладдә йиғин ечиш чақириқи елан қилғанлиқини әскәртти.

мәзкур чақириққа асасән ечилидиған әрәб әллири иттипақи пәвқуладдә йиғини вә ислам һәмкарлиқ тәшкилати йиғинилирида, ғәззәдики киризис вә у кәлтүрүп чиқарған хәтәрлик тәсирниң музакирә  қилинидиғанлиқиға ишарәт қилинған  байанатта, райондики сийасий өзгиришләрниң әрәб – африқа шерикчиликигә тәсир йәткүзмәслики үчүн, әрәб - африқа башлиқлар йиғининиң кечиктүрүлгәнликигә даир учурларға орун берилди.

әрәб әллири иттипақи сәуди әрәбистан билән пәләстинниң исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлирини музакирә қилишни қилғанлиқини уқтурғаниди.

сәуди әрәбистан саһибханлиқ қилидиған пәвқуладдә әрәб әллири иттипақи башлиқлар йиғини 11- нойабир шәнбә күни ечилиду.

ислам һәмкарлиқ тәшкилатиму 12- нойабир йәкшәнбә күни сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадта пәвқуладдә башлиқлар йиғини чақирип, исраилийәниң пәләстин хәлқигә қилған һуҗумлирини музакирә қилидиғанлиқини елан қилғаниди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» 7 – өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һәрикәт башлиғанлиқини елан қилған؛ арқидин исраилийә армийәси уруш айропиланлирини ишлитип, ғәззәдә «төмүр қиличлар» һәрикити қозғиғанлиқини уқтурғаниди.

күнсери кәскинлишиватқан тоқунушлар җәрйанида һазирғичә һәр икки тәрәптин миңларчә киши һайатидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر