нигерийәдә мәвлуд күнини тәбрикләватқан җамаәт қораллиқ һуҗумға учриди

ғәрбий африқа дөлити нигерийәниң катсина өлкисидә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз берип, 20 адәм һайатидин айрилди.

2061224
нигерийәдә мәвлуд күнини тәбрикләватқан җамаәт қораллиқ һуҗумға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: нигерийә таратқулиридики хәвәрләргә қариғанда, қораллиқ унсурлар катсина өлкисиниң мусава районида мәвлид (муһәммәд әләйһиссаламниң туғулған күни)ни тәбрикләш үчүн йиғилған кишиләрни оққа тутқан болуп, һуҗумда 20 адәм һайатидин айрилди, 18 адәм йариланған.

игилинишичә, йеқиндин буйан нигерийәниң охшимиған җайлирида қораллиқ гуруһларниң шундақла террорлуқ тәшкилатлири боко һарам вә исвап (ISWAP) қатарлиқларниң һуҗумлири әвҗ елишқа башлиған



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر