хәлқара җәмийәт исраилийәниң ғәззәдики шифа дохтурханисиға қилған һуҗумини әйиблиди

дунйа сәһийә тәшкилати, хәлқара қизил крест җәмийити вә ислам һәмкарлиқ тәшкилати қатарлиқ орунлар исраилийәниң ғәззәдики шифа дохтурханисиниң алдида қутқузуш машинилириға һуҗум қилишини әйиблиди.

2060203
хәлқара җәмийәт исраилийәниң ғәззәдики шифа дохтурханисиға қилған һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа сәһийә тәшкилати баш директори тедрос аданом гебрейус ғәззәдики миңларчә бимар вә пуқралар туруватқан шифа дохтурханиси әтрапида бимарларни тарқақлаштуруватқан қутқузуш машинилириға һуҗум қилип, адәм өлүш вә йарилиниш әһваллирини кәлтүрүп чиқарғанлиқидин шүркәнгәнликини билдүрди.

гебрейус иҗтимаий таратқу суписи <X>  тики адресида учур һәмбәһриләп, бимарлар, сақлиқ сақлаш хадимлири, әслиһәләр вә қутқузуш машинилирини һәр вақит қоғдаш керәкликини қайта тәкитлиди вә исраилийә билән пәләстин оттурисида дәрһал уруш тохтитишни тәләп қилди.

хәлқара қизил кирест җәмийити вә қизил һилал ай җәмийәтлири рәиси фирансиско рокка бу һәқтә йазма байанат елан қилип: «бу көрүнүшни қобул қилғили болмайду. пуқралар, қутқузуш машинилири, дохтурлар вә дохтурханилар һәр вақит қоғдилиши керәк» деди.

ислам һәмкарлиқ тәшкилатиму йазма байанат елан қилип, исраилийә армийәсиниң ғәззәдики шифа дохтурханисиниң кириш еғизидики қутқузуш машинилириға қилған һуҗумиға «вәһшийләрчә садир қилинған җинайәт» дәп баһа бәрди.

бу һуҗумниң хәлқара қанунға асасән, «җазасиз қалмаслиқи зөрүр болған һәм уруш җинайити, һәм инсанийәткә қарши җинайәт» икәнлики әскәртилгән байанатта, ток тохтап кетиш, дора вә давалаш буйумлири түгәп кетиш   әһваллиридин башқа, дохтурханиларға биваситә қилинған бу хил һуҗумлар нәтиҗисидә, сәһийә мулазимәтлириниң пүтүнләй вәйран болидиғанлиқи оттуриға қойулуп агаһландурулди.

ғәззә дохтурханилиридики мулазимәт тохтап кәткән тәқдирдә, инсаний тирагедийә йүз бериш мумкинчилики барлиқиға ишарәт қилинған байанатта, хәлқара җәмийәттин вәқәгә арилишип, дәрһал уруш тохтитишқа капаләтлик қилиш тәләп қилинди.

исраилийә армийәсиниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлириниң тохтитилип, пәләстин хәлқиниң қоғдилиши тәләп қилинған байанатта, ғәззәгә тездин инсанпәрвәрлик вә давалаш йардәмлириниң йәткүзүлүши керәклики оттуриға қойулди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر