исраилийә сақчилири йәһудийларға һуҗум қилди

исраилийә сақчилири ғәрбий қуддуста пәләстин байриқини қадиған сийонизмға қарши йәһудийларға һуҗум қилди.

2059274
исраилийә сақчилири йәһудийларға һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: хәлқара сийонизмға қарши йәһудийлар тәшкилати тәрипидин елан қилинған синлиқ йазма байанатта билдүрүшичә, исраилийә сақчилири ғәрбий қуддустики һареди мәһәллисидә, пәләстин байриқини қадиған «натурей карта» гурупписиниң әзалири болған йәһудийларға һуҗум қилған.

байанатта тәкитлинишичә, бәзи сақчилар «натурей карта» гурупписиниң әзалирини дүшкәлигән, муштлиған вә калтәк тәңлигән.

игилинишичә, «натурей карта» гурупписи диний вә әхлақий сәвәбләр билән исраилийә дөлити һәм сийонизмға қарши туридиған, дунйа миқйасида болупму пәләстинни қоллаш билән алдинқи пиланға чиққан ортодокс йәһудийлар җамаити дәп билинидикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر