йавропа иттипақи ғәрбий қирғақтики «йәһудий террорлуқи» тоғрисида агаһландуруш елан қилди

йавропа иттипақи ғәрбий қирғақта «йәһудий ашқун көчмәнлириниң террорлуқи» тоғрисида агаһландуруш елан қилди.

2058846
йавропа иттипақи ғәрбий қирғақтики «йәһудий террорлуқи» тоғрисида агаһландуруш елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә бихәтәрлик сийасити алий вәкили җосеп боррелниң ишханиси тәрипидин елан қилинған байанатта: «ғәрбий қирғақтики йәһудий көчмәнләрниң террорлуқиниң әвҗ елиши түпәйлидин нурғун пәләстин пуқралири җенидин айрилди вә нурғун пәләстинликләр өй-маканлиридин қечишқа мәҗбур болди» дейилди.

байанатта: «бу әһвал контролдин чиқип кетиши мумкин вә йәрлик аһалиләр үчүн тәсәввур қилғусиз азаб-оқубәтләрни кәлтүрүп чиқириши мумкин. тезликтә муһим тәдбирләрни йолға қойуш керәк» дейилди.

байанатта, исраилийәниң ғәрбий қирғақтики пуқраларни ашқун (йәһудий) көчмәнләрниң зораванлиқидин қоғдаш, җинайәтчиләрни җавабкарлиққа тартиш вә исраилийә армийәсиниң буни тосуш мәҗбурийитиң барлиқи тәкитләнди вә буниң қануний мәҗбурийәт икәнлики әскәртилди.

байанатта йәнә мундақ дейилди:

«бу әһвал ғәззәдики бурундинла мәвҗут болған ечинишлиқ вәзийәтни техиму тирагедийәлик һалға кәлтүрмәктә вә хәтәрлик шәкилдә тоқунушниң кәскинлишиш хәвпини ашурмақта. һәр қандақ бәдәл төләштин қатийнәзәр бу ишлардин сақлиниш лазим.»

ишғалийәт аситдики ғәрбий қирғақта 7 – өктәбир (2023) дин буйан исраилийә қисимлири вә йәһудий ашқун көчмәнлириниң һуҗумида өлтүрүлгән пәләстинликләрниң сани 126 гә йәтти.

исраилийә қисимлириниң қоғдиши астида (ишғалийәт райониға) олтурақлашқан йәһудийлар 7-өктәбирдин буйан ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақ вә қуддуста пәләстинликләргә һәмдә уларниң мал-мүлүклиригә бир қанчә йүз қетим һуҗум қилған иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر