исраилийә җибалийә мусапирлар лагериға һуҗум қилғанлиқини етирап қилди

исраилийә армийәси қамал астидики ғәззәниң пуқралар туруватқан җибалийа мусапирлар лагери аһалиләр райониға қилған һуҗумниң җавабкарлиқини үстигә алди.

2058688
исраилийә җибалийә мусапирлар лагериға һуҗум қилғанлиқини етирап қилди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси байанатчиси данийал хагари мухбирларни күтүвелиш йиғини өткүзүп, ғәззәгә җайлашқан җибалийа мусапирлар лагеридики нурғун пуқраниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған һуҗумни өзлириниң қилғанлиқини билдүрди.

у, исраилийә армийәси қуруқлуқ арқилиқ ғәззәгә киргәндин кейин, һамас (пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити)ниң «урушқа рәһбәрлик қиливатқан» йуқири дәриҗилик әмәлдари ибраһим биариға зәрбә бәргәнликлирини илгири сүрди.

исраилийә армийәси байанатчиси өзлириниң бу һуҗум арқилиқ «нурғун террорчи»ларни өлтүргәнликлирини, районда «кәң даирилик һәрбий ул әслиһә болғачқа, униң башқа биналарниңму өрүлүп чүшүши»ни кәлтүрүп чиқарғанлиқини илгири сүрди.

ғәззәдики сәһийә министирлиқи, дәсләпки ениқлашларға қариғанда, исраилийәниң җибалийа мусапирлар лагериға қилған түнүгүнки һуҗумида 100 кишиниң қаза қилғанлиқини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر