исраилийә ғәззәдики җибалийа мусапирлар лагериға һуҗум қилип 100 адәмниң җениға замин болди

исраилийә әскәрлириниң ғәззәдики җибалийа мусапирлар лагериға қилған һуҗумида, дәсләпки ениқлашларға қариғанда 100 адәм қаза қилди.

2058609
исраилийә ғәззәдики җибалийа мусапирлар лагериға һуҗум қилип 100 адәмниң җениға замин болди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики сәһийә министирлиқи телеграмма суписидики адресида байанат елан қилип, исраилийә армийәсиниң ғәззәниң шималидики җибалийа мусапирлар лагерини бомбардиман қилғанлиқини, дәсләпки ениқлашларға қариғанда, һуҗумда 100 адәмниң җенидин айрилғанлиқини вә нурғун адәмниң йариланғанлиқини, лагерниң еғир бузғунчилиққа учриғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر