шималий корейә мадридтики әлчиханисини тақиди

шималий корейә бир қисим африқа дөләтлиридин кейин, испанийәниң пайтәхти мадридтики әлчиханисиниму тақиди.

2058884
шималий корейә мадридтики әлчиханисини тақиди

түркийә авази радийоси хәвири: йонхап агентлиқиниң бир дипломатик һөҗҗәтни мәнбә қилған хәвиригә асасланғанда, пийоңйаң һөкүмити мадридтики әлчиханисини тақап, италийә пайтәхти римдики  әлчиханисиниң испанийәдики паалийәтләрниму өз үстигә алғанлиқини билдүргән.

шималий корейә бу қарарниң сәвәбини билдүрмиди, әмма мәтбуатларда «бу қарарға пийоңйаң һөкүмитиниң хәлқаралиқ ембарголар сәвәбидин дуч келиватқан иқтисадий киризиси сәвәб болди» дегән қарашлар илгири сүрүлмәктә.

шималий корейә 2001-йили испанийә билән дипломатик мунасивәт орнатқан болуп, 2013-йили мадридта  әлчихана ачқан иди.

шималий корейәниң мадридтики тунҗи баш әлчиси ким хйокол пийоңйаңниң йадро синиқи вә башқурулидиған бомба синиқи сәвәбидин «қарши елинмайдиған киши» елан қилинған вә 2017-йили чеградин қоғлап чиқирилған иди.

шималий корейә йеқинда ангола вә угандадики әлчиханилириниму тақап, баш әлчилирини қайтуруп кәткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر