ғәрбий сәһрайи кәбирдики б д т тинчлиқ сақлаш қисимлириниң вәзипә өтәш муддити узартилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) хәвпсизлик кеңиши ғәрбий сәһрайи кәбирдә турушлуқ б д т тинчлиқ сақлаш қисимлириниң вәзипә өтәш муддитини йәнә бир йил узартишни қарар қилди.

2058063
ғәрбий сәһрайи кәбирдики б д т тинчлиқ сақлаш қисимлириниң вәзипә өтәш муддити узартилди

түркийә авази радийоси хәвири: маракәш хәвәр агентлиқи — мап, б д т хәвпсизлик кеңишидә музакирә қилинған 2703- номурлуқ  қарарниң иккигә қарши 13 дөләтниң қоллап беләт ташлиши билән мақулланғанлиқини хәвәр қилди.

бу қарарға асасән, б д т тинчлиқ сақлаш қисимлириниң ғәрбий сәһрайи кәбирдики вәзипә өтәш муддити 2024-йили 31- өктәбиргичә узартилған болди.

маракәшниң 1975- йили сабиқ испанийә мустәмликиси болған ғәрбий сәһрайи кәбирни өз земинлириға қошушидин кейин, алҗирийәниң қоллиши астидики полисарио фиронти билән рабат һөкүмити оттурисида башланған зиддийәт һелиһәм давамлашмақта.

маракәш районниң игилик һоқуқиниң өзиниң қолида қелиши керәкликини оттуриға қойса, полисарио фиронти ғәрбий сәһрайи кәбирниң мустәқил дөләт икәнликини илгири сүриду.

полисарио фиронти 1991- йили б д т ниң мурәссә қилиши билән арқисида һасил қилинған уруш тохтитиш келишимигичә маракәш бихәтәрлик қисимлириға қарши қораллиқ күрәш қилип келивататти.

уруш тохтитиш келишимидин буйан, ғәрбий сәһрайи кәбирниң сийасий салаһийитигә мунасивәтлик сөһбәтләрдә илгириләш һасил қилиналмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر