б д т: ғәззәдики дохтурханилар қоғдилиши керәк

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) баш катипи антонийо гутеррес (ғәззә районидики) дохтурханиларниң чоқум қоғдилиши керәкликини, тоқунуш үчүн ишлитишкә болмайдиғанлиқини билдүрди.

2058425
б д т: ғәззәдики дохтурханилар қоғдилиши керәк

түркийә авази радийоси хәвири: б д т байанатчиси стефан дуҗаррик күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, дунйа сәһийә тәшкилати баш директори тедрос аданом гебрейусниң тоқунуш райони (ғәззә) дики дохтурханиларни бимарларға зийан йәткүзмәй тарқақлаштурушниң мумкин әмәсликини елан қилғанлиқини, баш катип антонио гутерресму бу қарашларға қошулидиғанлиқини оттуриға қойди.

«баш катип дохтурханиларниң бомбардиман қилинишиға қарши. дохтурханилар қоғдилиши керәк» дегән дуҗаррик, дохтурханиларни тоқунуш үчүн ишлитишкә болмайдиғанлиқини, дохтурханилардики кишиләрниң чоқум қоғдилиши керәкликини тәкитлиди.

у б д т ниң ғәззәдә инсаний уруш тохтитиш чақириқини давамлаштуридиғанлиқини вә бу йөнилиштә давамлиқ тиришчанлиқ көрситидиғанлиқини қәйт қилди.

пәләстин хәвәр агентлиқи — вафа, ғәззәниң шималидики һиндонезийә дохтурханиси, пәләстин қизил һилал ай җәмийитиниң башқурушидики қуддус дохтурханиси, ғәззә йавропа дохтурханиси вә түркийә- пәләстин достлуқ дохтурханисиниң исраилийә бомбардиманлириға дуч кәлгәнликини хәвәр қилди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити – һамасниң һәрбий қанити болған «қәссам биригадиси» 7 – өктәбир шәнбә күни исраилийәгә қарши «әқса топани» намлиқ кәң көләмлик һуҗум қозғиғанлиқини елан қилди, арқидин исраилийә армийәсиму уруш айропиланлирини ишлитип ғәззәгә қарши «төмүр қилич» һәрикитини башлиғанлиқини елан қилди.

күнсери кәскинлишиватқан урушта һәр икки тәрәптин миңларчә адәм талапәткә учриди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر