сәдр ирақ һөкүмитидин американиң бағдадтики әлчиханисини тақиветишини тәләп қилди

ирақтики сәдир һәрикитиниң рәһбири муқтәда сәдир исраилийәниң қамали астидики ғәззәгә қаратқан һуҗумлирини қоллаватқан америка қошма иштатлириниң бағдадтики әлчиханисиниң тақилишини тәләп қилди.

2056972
сәдр ирақ һөкүмитидин американиң бағдадтики әлчиханисини тақиветишини тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: шиә рәһбәр муқтәда сәдр йазма байанат елан қилип, мусулман болушниң тәқәззаси бойичә дунйаниң һәр қайси җайлиридики зулумға учриғучиалрниң тәрипидә туруш чүшәнчисигә асасән, бүгүн һәммидин көп пәләстин вә ғәззә хәлқиниң йенида туруш керәкликини тәкитлиди.

сәдир исраилийәниң ғәззәгә қаратқан һуҗумлирини қоллаватқан америка қошма иштатлириниң бағдадтики әлчиханисиниң тақилишини тәләп қилди.

ирақ һөкүмити вә ирақ парламентиниң бу йөнилиштә балдуррақ қарар чиқиришини тәләп қилған сәдр,  әксичә болғанда, намайан қилидиған позитсийәлирини кейин елан қилидиғанлиқлирини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر